түрк дөләтлири тәшкилати вә әзәрбәйҗан қатарлиқ дөләтләр түркийәгә тәзийә билдүрди

түрк дөләтлири тәшкилати, әзәрбәйҗан вә исираилийә қатарлиқ дөләтләр қаһраманмарашниң пазарҗик наһийәсидә йүз бәргән вә 10 вилайәткә тәсир қилған 7.4 бал йәр тәврәш мунасивити билән, түркийәгә тәзийә телеграммиси әвәтти.

1942411
түрк дөләтлири тәшкилати вә әзәрбәйҗан қатарлиқ дөләтләр түркийәгә тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев қаһраманмарашниң пазарҗик наһийәсидә йүз бәргән вә 10 вилайәткә тәсир қилған 7.4 бал йәр тәврәш мунасивити билән, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәзийә телеграммиси әвәтти.

әзәрбәйҗан пирезидентлиқ мәһкимиси елан қилған байанатқа асасланғанда, әлийев тәзийә телеграммисида, «қаһраманмарашта йүз бәргән вә қериндаш дөләт түркийәниң нурғун җайлирида һес қилинған шиддәтлик йәр тәврәш нәтиҗисидә оттуриға чиққан нурғун өлүм-йетим вә биналарниң өрүлүп чүшкәнлики хәвири бизни чоңқур қайғуға салди. бу қийин вақитта һәр түрлүк йардәмләрни қилишқа тәййар икәнликимизни билдүримиз, сизгә, җенидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлириға, йеқин-йоруқлириға, қериндаш түркийә хәлқигә шәхсий намимдин вә әзәрбәйҗан хәлқи намидин тәзийә билдүримән. йариланғанларға шипалиқ тиләймән. йәр тәврәш қалдурған зидиләрниң балдуррақ йахшилинишини тиләймән» дегән.

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири закир һасанов түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар үчүн түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақарға тәзийә телеграммиси әвәтти.

әзәрбәйҗан ташқи ишлар министирлиқиниң твиттер бетидә елан қилинған тәзийә телеграммисида, «йәр тәврәштә җенидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлириға вә йеқин-йоруқлириға сәвр тиләймән. әзәрбәйқан һәр даим түркийәниң йенида» дейилди.

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар қибрис түрк хәлқи намидин түркийәниң азаблириға ортақлишидиғанлиқини билдүрүп, өлүм-йетимниң аз болушини үмид қилидиғанлиқлирини әскәртти.

у мундақ деди:

«җенидин айрилғанлар аллаһтин рәһмәт, йариланған қериндашлиримизға вә ана вәтән түркийәгә сәвр тиләймән. шәхсий намим вә шималий қибрис түрк җумһурийити хәлқи намидин чоңқур қайғуруватқанлиқизни билдүримән.»

қазақистан пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәзийә телеграммиси әвәтти вә қазақистанниң түркийәгә һәр түрлүк йардәмни қилишқа тәййар икәнликини тәкитлиди.

исираилийә пирезиденти исақ һерзог йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар үчүн тәзийә телеграммиси елан қилди вә исираилийәниңму һәр түрлүк йардәмгә тәййар икәнликини билдүрди.

пакистан баш министири шаһбаз шәриф твиттерда тәзийә учири һәмбәһирләп: «түркийәниң шәрқий җәнубиға тәсир көрсәткән йәр тәвәрш хәвири бизни чоңқур қайғуға салди. оттуриға чиққан өлүм-йетим вә мал-мүлүкләрниң зийанға учриғанлиқи мунасивити билән, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға вә қериндаш түркийә хәлқигә сәвр тиләймән» деди.

пакистан ташқи ишлар министирлиқиму байанат елан қилип, исламабадниң һәр түрлүк йардәмни қилишқа тәйар икәнликини қәйт қилди.

мисир ташқи ишлар министирлиқи йазма байанатта, мисирниң түркийә вә сүрийә хәлқигә чоңқур тәзийә билдүридиғанлиқини, йариланғанларға шипалиқ, җенидин айрилғанларға рәһмәт, йеқин-йоруқлириға сәвр тиләйдиғанлиқини билдүрди.

байанатта, мисирниң йардәмгә тәййар икәнлики тәкитләнди.

түрк дөләтлири тәшкилати баш катипи қурбаничбек өмүралийев йазма байанат елан қилип, түрк дөләтлири тәшкилатлири болуш сүпити билән, түркийә һөкүмити вә қериндаш түрк хәлқиниң йенида икәнликлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر