әрдоған: түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври нишаниға йашлиримиз билән бирликтә йетимиз

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври нишаниға йашлар билән бирликтә йетидиғанлиқлирини ейтти.

1941699
әрдоған: түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври нишаниға йашлиримиз билән бирликтә йетимиз

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, йашлар вә тәнтәрбийә министирлиқиниң қишлиқ паалийәтләрни ахирлаштуруш пирограммисиға йоллиған синлиқ учурида, 15 вилайәттики 15 охшимиған темида елип берилған қишлиқ паалийәтләрниң йәттинчисиниң тамамлғанлиқини байан қилди.

әрдоған, 30-йанвардин башлап елип бериливатқан паалийәтләр давамида, йашларниң археологийәдин қишлиқ тәнһәрикәткичә, тор алақисидин гүзәл сәнәткичә, инженерлиқтин писхологийә вә әдәбийатқичә болған нурғун саһәләрдә билим ашурғанлиқини тәкитлиди.

җумһур рәис әрдоған, учурида, йашларға хитабән мундақ деди: «ишләңлар, ишләпчиқириңлар, арзу – арманларни көңлүңларға пүкүңлар, кәлгүсигә болған үмидиңларни һәргиз йоқитип қоймаңлар.»

әрдоған, сөзини давамлаштуруп мундақ деди: «биз йеқинқи 20 йилда йашлиримиз билән мүрини мүригә тирәп  күрәш қилип, вәтинимизни тарихидики әң зор мувәппәқийәтлири билән тонуштурдуқ. худайим буйриса, түркийәниң 100 йиллиқ қутлуқ дәври нишаниғиму йәнә сиз йашлар билән бирликтә йетимиз. бу басқучта, силәрдин күтидиғинимиз, силәрниң дөлитиңларға ишинишиңлар, өзүңларға ишинишиңлар вә өзүңларниң пәхирлик бир милләтниң әвладлири икәнликиңларни әсла унтуп қалмаслиқиңлардур.»

җумһур рәис әрдоған, кейинчә истанбул вилайитиниң султанбәйли наһийәсидә ремонт ишлири пүткән «айдос қәләси» вә «султан  орманзарлиқи» ни ишқа кириштүрүш  мурасимиға қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر