«түркийәдә террорлуқ тәһдити бар дегән тонушни йаритиш достлуққа йарашмайду»

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түркийәдә террорлуқ тәһдити бар дегән тонушни йаритишниң достлуққа йарашмайдиғанлиқини ейтти.

1941713
«түркийәдә террорлуқ тәһдити бар дегән тонушни йаритиш достлуққа йарашмайду»

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатийә министири мәвлүт чавушоғлу истанбулда, аргентина ташқи ишлар, хәлқара сода вә дин ишлири министири сантийаго кафиеро билән өткүзгән бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида, бир қисим дөләтләрниң түркийәдә турушлуқ вакаләтханилириниң тәпсилий байанат елан қилмай вақитлиқ тақиветилишиниң «мәқсәтлик» икәнликини оттуриға қойди.

министир чавушоғлу бәзи дөләтләрниң консулханилириниң террорлуқ тәһдитини баһанә қилип вақитлиқ тақиветилишини тәнқид қилип мундақ деди: «биз ички ишлар министирлиқидин сорсақ, бу һәқтә конкрет мәлумат йоқ. биз бу консулханилар қәстән тақиветилгән дәп қараймиз. биз түнүгүн ташқи ишлар министирлиқимизға чақиртқан баш әлчиләргиму шундақ дедуқ. уларниң бу консулханиларни тақайдиғанлиқлирини бизгә хәвәр қилмаслиқи мәқсәтликтур. әгәр улар бу арқилиқ <түркийәниң вәзийити муқим әмәс, түркийәдә террорлуқ тәһдити бар> дегән тонушни йаратмақчи болса, бу достлуққиму, иттипақдашлиққиму йарашмайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر