түркийә сербийәгә керәклик үскүниләрни йардәм қилди
түркийә алдинқи айда кәлкүн апитигә учриған сербийәниң нови пазар шәһириниң апәткә қарши күриши үчүн керәклик үскүниләрни йардәм қилди.

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизи тәрипидин әвәтилгән үскүниләр, түркийәниң белград баш әлчиси һами ақсой тәрипидин, сербийәниң нови пазар шәһәрлик һөкүмитигә тапшуруп берилди.
баш әлчи ақсой бу йәрдә қилған сөзидә, сербийәниң санҗақ райони вә хәлқиниң түркийәниң йардимигә һәрдаим ишәнсә болидиғанлиқини ейтти.
нови пазарниң муавин шәһәр башлиқи ниһад һәсанович болса, түркийәниң қилған йардими үчүн рәһмәт ейтти вә түркийәниң районда йүз бәргән барлиқ апәтләрдә йардәмгә кәлгән тунҗи дөләт болуватқанлиқини байан қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

әрдоған путин билән телефонлашти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти виладимир путин билән телефонлашти.

әнқәрә данийәдики қуран кәрим вә түркийә байриқиға қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди
түркийә түнүгүн данийәдә қуран кәрим вә түркийә байриқиға қилинған һуҗумни әң күчлүк әйиблиди.