ибраһим калин F-16 айропиланларниң аталмиш «алдинқи шәрт» и үстидә тохталди
җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин америкадин F-16 типлиқ айропиланларни сетивелишқа алақидар «алдинқи шәрт» һәққидики хәвәрләр үстидә тохтилип: «буни түркийә үчүн һәргизму қобул қилғили болмайду» деди.

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин пайтәхт әнқәрәдә күнтәртипитики мәсилиләргә даир байанат елан қилди.
ибраһим калин американиң F-16 келишими үчүн шиветсийә вә финландийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати-натоға әза болушини тәстиқлашни тәләп қилидиғанлиқи тоғрисидики хәвәрләр үстидә тохтилип: «биз F-16 пирограммисини һава күчимизни ашуруш үчүн бир таллаш дәп қараймиз. әгәр америка шәртләрни қойса вә шундақрақ позитсийә тутушни башлиса, биз өзимизниң йолида меңивиримиз. биз дөләт бихәтәрликимизни қоғдашта өз имканийәтлиримизни вә иқтидаримизни тәрәққий қилдурушни давамлаштуримиз. америка пирезиденти җо байдин һөкүмитиниң муддиаси вә арзусини билимиз, әмма палатада буни алдинқи шәрт сүпитидә оттуриға қойса вә шуниң билән тәң бирла вақитта гиретсийәниң F35 тәлипигә иҗабий җаваб қайтурса, интайин очуқ һалда шималий атлантик әһди тәшкилати иттипақидашлири оттурисидики битәрәплик салаһийтини йоқатқан болиду. әгәр әһвал шундақ йәргә кәлсә, биз шуниңға асасән иш қилимиз» деди.