әрдоған: шиветсийә һәйран қалиду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болуши үстидә тохтилип: «финландийә тоғрисида охшимған сигнал бәргән вақтимизда, шиветсийә һәйран қалиду» деди.
1939312

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 29-йанвар (2023) биләҗиктә йашлар билән учрашти. у шиветсийә билән финландийәниң натоға әза болуш мусаписи үстидә тохталғанда: «шиветсийәгә натоға әза болушиңлар үчүн бу террористларни бизгә тапшуруп бериңлар, дедуқ. 120 кишилик тизимликни бәрдуқ, әгәр террористларни бизгә тапшуруп бәрмисә биздин рәнҗимисун. улар шу күндин тартип һазирғичә бизгә асасий қанунға өзгәртиш киргүздуқ, уни қилдуқ, буни қилдуқ дәп вақит өткүзүватиду. биз финландийә тоғрисида охшимиған сигнал беришимиз мумкин, у чағда шиветсийәниң һәйран қелиши турғанла гәп. әмма, финландийәму охшаш хаталиқни өткүзмәслики лазим.»
у түркийә-русийә мунасивәтлири үстидиму тохталди. у мундақ деди:
«русийә билән болған мунасивәтлиримиздә өзара һөрмәт қилиш, өзара етибар билән қараш бар. мениң путин билән болған мунасивитим, дурустлуқ үстигә қурулған. һазир сүрийәниң шималида үмид қилған нәтиҗини қолға кәлтүрәлмигән болсақму, үч тәрәп йиғини өткүзәйли, дәватимиз. йәни, түркийә, русийә вә сүрийә учришиши. бәлким иранниму буниң ичигә қетишимиз мумкин. иранму қетилсун. учришишлиримизни бу шәкилдә өткүзүп, районға хатирҗәмлик әкиләйли. район һазирқи қийинчилқлардин қутулсун. биз бу нуқтида нәтиҗә еливатимиз, алдуқ вә алимиз.»
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

әрдоған путин билән телефонлашти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти виладимир путин билән телефонлашти.

әнқәрә данийәдики қуран кәрим вә түркийә байриқиға қилинған һуҗумни қаттиқ әйиблиди
түркийә түнүгүн данийәдә қуран кәрим вә түркийә байриқиға қилинған һуҗумни әң күчлүк әйиблиди.