әрдоған иҗтимаий таратқуларда әң көп әгәшкүчиси болған рәһбәрләр қатаридин орун алди

италийәдә диҗитал санлиқ мәлуматларни тәһлил қилидиған бир фонди җәмийәтниң тәтқиқатиға асасланғанда, дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған иҗтимаий таратқуларда әң көп әгәшкүчиси болған рәһбәрләр қатаридин орун алған.

1939089
әрдоған иҗтимаий таратқуларда әң көп әгәшкүчиси болған рәһбәрләр қатаридин орун алди

түркийә авази радийоси хәвири: италийә диҗитал фонди җәмийитиниң «диҗитал көзитиш» доклатини мәнбә қилған италийә «ANSA» агебнтлиқиниң хәвәр қилишичә, фейсбук, инстаграм вә твиттерни асас қилған тәтқиқатта, 24 дөләт йаки һөкүмәт башлиқлириниң иҗтимаий алақә һесаблири тәһлил қилинған. иҗтимаий таратқуларда әң көп тәқип қилинған дунйа рәһбәрлири, америка пирезиденти җо байдин, җумһур рәис әрдоған вә украина пирезиденти виладимир зеленский болған.

диҗитал көзитиш фондиниң мәсуллиридин сандро гиоргетти бәргән байанатида: «рәһбәрләр әң көп ишлитидиған үч иҗтимаий алақә суписини нәзәрдә тутқанда, байдинниң 66 милйондин артуқ әгәшкүчиси билән алдинқи орунда турғанлиқини, әрдоғанниң 40 милйондин артуқ әгәшкүчиси билән иккинчи вә зеленскийниң 27 милйондин артуқ әгәшкүчиси билән үчүнчи орунда турғанлиқини көримиз. әмма зеленский дунйа җамаәтчиликиниң украинадики урушқа болған қизиқиши сәвәбидин башқа икки рәһбәргә селиштурғанда техиму көп хәлқаралиқ әгәшкүчиләргә игә» дегән.

сандро гиоргетти әрдоған билән зеленскийниң садиқ әгәшкүчилириниң барлиқини вә улар елан қилған һәр бир йазминиң айрим мәстаниләрни шәкилләндүргәнликини билдүрүп,  биразилийә пирезиденти луйиз инакийо лула да силваниңму иҗтимаий таратқуларда әң актип дөләт башлиқлириниң бири икәнликини тилға алған.

сандро гиоргеттиниң билдүришичә буларниң арқидин рәт бойичә мисир пирезиденти абдул фаттаһ әс сиси, әнгилийә баш министири риши сунак вә италийә баш министири гиоргийа мелони әң көп әгәшкүчиси болған рәһбәрләр икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر