түркийә пуқралири үчүн америка вә йавропа дөләтлиригә сайаһәт агаһландуруши елан қилинди
түркийә америка вә йавропа дөләтлиригә сайаһәт агаһландуруши елан қилип, чәт әлликләргә өчмәнлик вә ирқчи һуҗумлар билән диний чидимаслиққа һәмминиң диққитини тартти.

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә) ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин америка үчүн елан қилинған сайаһәт агаһландурушида, американиң теннесси иштатиға қарашлиқ мәмфис шәһиридә тире николс исимлик бир кишиниң сақчиларниң зораванлиқиға учрап қаза қилғанлиқиға қарита, американиң һәрқайси җайлирида намайишларниң өткүзүливатқанлиқи һәмдә пүтүн америка миқйасида чәт әлликлләргә өчмәнлик вә ирқчилиқ җарактерлиқ ағзаки шундақла җисманий һуҗумларниң йүз бериватқанлиқи әскәртилди.
агаһландурушта, «пуқралиримизниң америка бихәтәрлик қисимлири билән министирлиқимиз, вашингтон баш әлчиханимиз вә америкадики баш консулханилиримиз елан қилидиған қошумчә агаһландуруш вә еланларға диққәт қилиши пайдилиқтур» дейилди.
дөлитимиз ташқи ишлар министирлиқи йавропа дөләтлири үчүн елан қилған сайаһәт агаһландурушидиму бир қисим йавропа дөләтлиридә исламға дүшмәнлик, чәт әлликләргә өчмәнлик вә ирқчилиқ һәрикәтлириниң көпийиватқанлиқи һәмдә террорлуқ тәшкилатлири билән мунасивәтлик гуруппиларниң түркийәгә қарши тәшвиқат намайишлири күчийиватқанлиқи тәкитләнди.
агаһландурушта, йавропадики диний чидимаслиқ вә нәпрәтниң хәтәрлик сәвийәсини әкис әттүридиған бу өзгиришләрниң ирқчи вә айримчи еқимларниң йавропада кишини чөчүтидиған сәвийәгә йетип кәлгәнликини ениқ ашкарилайдиғанлиқи уқтурулди.
америка вә йавропада йашайдиған йаки бу дөләтләргә сайаһәт қилишни пиланлаватқан түркийә пуқралириниң еһтийаҗ болған һаман ташқи ишлар министирлиқиниң консулханилар алақә мәркизиниң (903122922929+) нумуриға телефон қилиши керәклики һәмдә учраш еһтимали болған чәт әлликләргә өчмәнлик вә ирқчи һуҗумларға қарши тәмкинлик билән һәрикәт қилип, йәрлик бихәтәрлик қисимлириға әһвални билдүрүши лазимлиқи әскәртилди.