мустапа шәнтоп йәһудий ибадәтханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) рәиси мустапа шәнтоп шәрқий қуддуста йәһудий ибадәтханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди вә һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүрди.

1939096
мустапа шәнтоп йәһудий ибадәтханисиға қилинған һуҗумни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: мустапа шәнтоп һуҗум һәққидә иҗтимаий алақә һесабатида һәмбәһирлигән учурида, «қуддустики ибадәтханиға қилинған һуҗумни әйибләймән. һайатидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлириға тәзийә билдүримән. ибадәтханиға вә ибадәтханидики кишиләргә қилинған һуҗум һәргиз йолуқ болалмайду. бигунаһ пуқраларниң җениға замин болған бу дәһшәтлик зораванлиқниң күчийиши районниң бихәтәрликигә тәһдиттур» деди.

ишғалийәт астидики шәрқий қуддуста йәһудийлар олтурақ районидики ибадәтханиға йеқин җайда җүмә күни кәчтә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда 7 киши қаза қилип, 3 киши йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر