адаләт вә тәрәққийат партийәси ғәрб медийасиға наразилиқ билдүрди
адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик, йеқинқи күнләрдин буйан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни һуҗум нишани қилған темиларға орун бәргән ғәрб таратқулириға наразилиқ билдүрди.
1938371

түркийә авази радийоси хәвири: адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик йеқинқи күнләрдин буйан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни һуҗум нишани қилған темиларға орун бәргән ғәрб таратқулириға наразилиқ билдүрүп: «уларниң қиливатқанлири мәтбуат – тарқитиш паалийити әмәс, иптидаий шәкилдики тәтур тәшвиқаттур» деди.