түркийәниң хәйр-сахавәт парахоти карачиға йетип барди

түркийәниң кәлкүн апитигә учриған пакистанларға тарқитип берилиши үчүн тәхминән 900 тонна инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини бесип йолға чиққан тунҗи хәйр-сахавәт парахоти карачиға йетип барди.

1937957
түркийәниң хәйр-сахавәт парахоти карачиға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: йемәклик, әдийал, қишлиқ кийим-кечәк вә тазилиқ лазимәтликлирини  өз ичигә алған 900 тонна әтрапидики йардәм буйумлири бесилған парахот карачи портиға ләңгәр ташлиди.

763 тонна инсанпәрвәрлик йардими бесилған иккинчи хәйр-сахавәт парахотиниң 4-феврал карачиға йетип бериши мөлчәрләнмәктә.

өткән йили пәсл йамғурлири кәлтүрүп чиқарған кәлкүн апитиниң дәсләпки пәйтлиридин буйан түркийә пакистанға 15 айропилан, 13 хәйр – сахавәт пойизи вә бир хәйр – сахавәт парахоти билән йардәм буйумлири йоллиди.

пакистандики кәлкүн апитидә тәхминән 1740 адәм һайатидин айрилди, 12 миңдин артуқ адәм йариланди.

пакистан миқйасида 33 милйондин артуқ кишигә тәсир көрсәткән кәлкүнниң кәлтүрүп чиқарған иқтисадий зийининиң 30 милйард доллардин ашидиғанлиқи оттуриға қойулмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر