түркийә дөләт бихәтәрлики вә мәнпәәтигә зийанлиқ һәр қандақ һәрикәткә йол қоймайду

түркийә җумһурийити дөләт бихәтәрлик кеңиши, түркийәниң дөләт бихәтәрлики вә мәнпәәтигә зийанлиқ һәр қандақ һәрикәткә йол қойулмайдиғанлиқини күчлүк тәкитлиди.

1937952
түркийә дөләт бихәтәрлики вә мәнпәәтигә зийанлиқ һәр қандақ һәрикәткә йол қоймайду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт бихәтәрлик кеңиши җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә йиғин чақирди؛ йиғиндин кейин елан қилинған байанатта, йиғинда, гиретсийәниң давамлаштуруватқан қутратқулуқ вә иғвагәрчиликлири билән қораллиниш тиришчанлиқиниң районимиздики җиддийчиликни күчәйтиветиштин башқа һечқандақ ишқа пайдисиниң йоқлуқиниң әскәртилгәнлики һәмдә түркийәниң дөләт бихәтәрлики вә мәнпәәтигә зийанлиқ һәрқандақ һәрикәткә йол қойулмайдиғанлиқи мәсилисиниң йәнә бир қетим тәкитләнгәнлики билдүрүлди.

түркийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң ишикни очуқ қойуш сийаситини қоллайдиғанлиқи оттуриға қойулған байанатта йәнә, натоға қошулмақчи болған дөләтләрниңму иттипақдашлиқ бәлгилимиси вә роһиға мас һәрикәт қилиши керәклики әскәртилип, уларниң п к к/ к җ к-п й д / й п г вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириға қарши күрәшкә мунасивәтлик келишимдә көрситилгән мәсулийитини конкрет қәдәмләр арқилиқ балдуррақ ада қилишиниң толиму зөрүр икәнлики қәйт қилинди.

байанатта йәнә, исламға қарши ирқчилиқниң ипадиси сүпитидә милйардлиған кишиниң муқәддәс нуқтилириға қилинған қәбиһ һуҗумларниң қаттиқ әйибләнгәнлики, дин, виҗдан вә пикир әркинлики қатарлиқ қиммәт қарашларға еғир бузғунчилиқ қилған, демократийә вә пикир әркинлики билән чүшәндүрүшкә мумкин болмайдиған қилмишларниң садир қилинишиға илһам берип, уларни һимайә қилғучиларниң кишилик һоқуқни нәзәрдин сақит қилған бу өчмәнлик җинайитиниң шериклири икәнликиниң әскәртип өтүлгәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر