сүрийәниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г ниң сүрийәниң шималидики фират қалқини вә тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити районлириға һуҗум қилишқа урунған йәттә террорчиси бир тәрәп қилинди.

1937857
сүрийәниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип: «террорчиларни рәзил нишанлириға йәткүзмәстинла йоқитишни давамлаштуруватимиз. фират қалқини вә тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити районлириға һуҗум қилишқа урунған п к к / й п г әзаси йәттә террорчи қәһриман командир җәңчилиримиз тәрипидин бир тәрәп қилинди. күришимиз давамлишиватиду, давамлишиду» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر