сүрийәниң шималида 11 террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси 11 террорчи бир тәрәп қилинди.

1935947
сүрийәниң шималида 11 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г террорчилириниң тәлрифәттин онҗүпнар чегра районлуқ қаравулханиси саһәсигә ракетамийот арқилиқ һуҗум қилғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, һуҗум әснасида түркийә қисимлирида зийан мәйданға кәлмигәнлики, ениқлап чиқилған террорлуқ нишанлириға қануний қоғдиниш һоқуқи даирисидә күчлүк шәкилдә зәрбә берилгәнлики тәкитлинип мундақ дейилди: «уруш йардәм васитилиримиз арқилиқ террорлуқ нишанлириға қаритакүчлүк зәрбә бериш давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси 11 террорчи бир тәрәп қилинди. һечқандақ бир террорлуқ һуҗумини җавабсиз қалдурмидуқ вә қалдурмаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر