қалин болтонға наразилиқ билдүрди

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин америка қошма иштатлири дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчилиридин җон болтонниң түркийәдә өткүзүлидиған сайламларға мунасивәтлик сөзлиригә наразилиқ билдүрди.

1935494
қалин болтонға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин аммиви ортақлишиш тор бетидики сәһиписидә елан қилған байанатида, илгири түркийәдики һәрбий өзгириш тәшәббуслирини қоллиғанлиқини етирап қилған болтонниң, шималий атлантик әһди тәшкилати-натони түркийәдә өткүзүлидиған сайламларға мудахилә қилишқа чақирғанлиқини әскәртти вә буниңға наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «түркийә хәлқиниң демократик ирадисини контирол астиға елишқа урунуш биһудә аваричилиқтур. әй болтон! мустәмликичи валийдәк рол ойнайдиған күнләр өтүп кәтти.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر