ақар әтә германийәдә зийарәттә болиду

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар әтә (20 – йанвар) германийәдә чақирилидиған «украина мәсилиси» темилиқ дөләт мудапиә министирлири йиғиниға иштирак қилиду.

1935313
ақар әтә германийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилатиниң рамстейн һава армийәси базисида әтә (20 – март күни) чақирилидиған «украина үчүн мудапиә вә бихәтәрлик мәслиһәтчиләр гурупписи йиғини» да, украинадики өзгиришләр музакирә қилиниду.

 түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақарму иштирак қилидиған йиғинға, тәхминән 30 дөләтниң дөләт мудапиә министирлири қатнишиду.

мөлчәрлинишичә, йиғинда, 2022 - йили 24 – февралдин буйан давамлишиватқан русийә – украина уруши даирисидики өзгиришләр, районниң нөвәттики вәзийити вә украинаға йардәм бериш мәсилилири музакирә қилинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر