антанио таҗани түркийәдә зийарәттә болиду

италийә муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар вә хәлқара һәмкарлиқ ишлири министири антонийо таҗани әтә түркийәгә келиду.

1931805
антанио таҗани түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип: «италийә муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар вә хәлқара һәмкарлиқ ишлири министири антонийо таҗани 2023-йили 13-йанвар дөлитимизни зийарәт қилиду» дегәнләрни қәйт қилди.

байанатта, «министиримиз (мәвлүт чавушоғлу) билән меһман министирниң өткүзүши пиланлиниватқан учришишлири җәрйанида, икки дөләт мунасвити һәмдә район вә хәлқара сәһнидики өзгиришләр тоғрисида пикир алмаштурулиду» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر