истанбулдики бомба һуҗуминиң пиланлиғучисини чәт әлгә қачурувәткән һазни гөлгә қолға чүшүрүлди

истанбул таксимдики бомба һуҗуминиң пиланлиғучиси бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси террорчи билал һәсәнгә йардәм қилған һазни гөлгә булғарийәдә қолға чүшүрүлди.

1930943
истанбулдики бомба һуҗуминиң пиланлиғучисини чәт әлгә қачурувәткән һазни гөлгә қолға чүшүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири сүләйман сойлу бир хусусий телевизийә қанилида елан қилған байанатида, 13 - нойабирда (2022) таксимдики истиқлал кочисида 6 кишиниң җенидин айрилиши вә 81 кишиниң йаридар болушиға сәвәб болған партлашниң пиланлиғучиси билал һәсәнни чәт әлгә қачурувәткән һазни гөлгәниң булғарийәдә қолға чүшүрүлүп, түнүгүн (2023-йили 10-йанвар) түркийәгә тапшуруп берилгәнликини елан қилди.

ички ишлар министири сүләйман сойлу террорлуққа қарши мувәппәқийәтлик күрәш үстидә тохитилип, түркийәдики террорчилар саниниң 120 дин төвәнлигәнликини билдүрди.  

сүләйман сойлу нефит байқалған шрнақтики габар теғида елип берилған һәрикәт үстидиму тохтилип: «габарда төт террорчи битәрәп қилинди. улардин иккиси күлрәң категорийәдә чиқирилған тутуш буйруқи тизимликидә иди. габар теғида йәттә террорчи бар болуп, улардин төти уҗуқтурулди, һазир пәқәт үчи қалди. җуди теғи пак- пакиз тазиланди. җуди теғида декабирда (2022) 11 террорчини бир тәрәп қилдуқ» деди.

министир сүләйман сойлу түркийәниң террорлуққа қарши күрәштә тарих йаратқанлиқини тилға елип: «биз пәқәт п к к/к җ к террорлуқ тәшкилатиға қарши һәрбий һәрикәт елип бармастин, сүрийәниң шималида террорлуқ тәшкилати даешқиму қарши фират қалқини һәрикитини қилдуқ. биз даешқа қарши күрәш қилдуқ. даеш билән рбиро күрәш қилған бирдинбир дөләтмиз. түркийәдә америка вә йавропаниң қоллашлириға қаримастин, биз фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатини тиз пүктүрдуқ» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر