ақар, түркийә - сүрийә сөһбәтлири вә русийә - украина уруши тоғрисида тохталди

түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар, сүрийәдики бәшшар әсәд һакимийити билән елип бериливатқан сөһбәтләрниң давамлишидиғанлиқиниң сигналини бәрди.

1930535
ақар, түркийә - сүрийә сөһбәтлири вә русийә - украина уруши тоғрисида тохталди

түркийә авази радийоси хәвири: министир хулуси ақар түнүгүн пайтәхт әнқәрәдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рийасәтчиликидә чақирилған ички кабинет йиғинидин кейин байанат берип, дәмәшқ билән сөһбәтлишиш арқилиқ террорлуққа қарши туруш вә көчмәнләр мәсилисигә чарә тепишқа тиришиватқанлиқлирини тәкитлиди.

түркийәниң мәқситиниң террорлуқ вә көчмәнләр мәсилисигә чарә тепиш икәнликини тәкитлигән ақар: «биз (дәмәшқ билән өткүзүлгән) сөһбәтләрниң нәтиҗисидә тинчлиқ, хатирҗәмлик вә муқимлиқниң болушини, шундақла дөлитимиздә меһман қиливатқан сүрийәлик қериндашлиримизниңму б д т әһдинамилиридә көрситилгинидәк өз ихтийарлиқи билән бихәтәр шәкилдә земинлириға қайтишини арзу қилимиз». деди.

министир ақар мәзкур сөһбәтләрдә, сүрийә миллий армийәсини қийин әһвалға чүшүрүп қойидиған һечқандақ һәрикәтләрни қилмиғанлиқлирини, кәлгүсидиму бундақ қилинмайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

ақар 2022 – йили  24-февралдин буйан давамлишиватқан русийә-украина урушиниң ойлимиған нуқтиларға берип йетиш мумкинлики тоғрисида агаһландуруп: «бу от чоқум тездин өчүрүлүши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر