әрдоған қарадеңизда йеңи газ записиниң байқалғанлиқини елан қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған қарадеңизда 58 милйард кубметир йеңи тәбиий газ записи байқалғанлиқини елан қилди.

1923974
әрдоған  қарадеңизда йеңи газ записиниң байқалғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә җумһур рәислик мәһкимсидә өткүзүлгән кабент йиғинидин кейин, хәлққә хитаб қилди.

у түркийәниң пәқәт өзи үчүнла мудапиә санаити мәһсулатлирини ишләпчиқиридиған вә лайиһәләйдиған дөләт болуштин һалқиғанлиқини билдүрүп: «күнсери ешиватқан експортимиз нәтиҗисидә, пүткүл дунйада мудапиә санаити мәһсулатлиримиз билән нам қазанған орунға кәлдуқ» деди.

у келәр йили (2023) хәвпсизликтә, террорлуқни мәнбәсидә йоқитиш истратегийәсини җәнубий чегралар бойичә қәтий иҗра қиилшни давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитләп: «болупму, сүрийәдин дөлитимизгә қаритилған тәһдитләрни үзүл-кесил йоқитиш үчүн, чеградин 30 километир узунлуқтики бихәтәрлик линийәмиздики бошлуқни түгитиш үчүн йеңи қәдәмләрни ташлаймиз» деди.

у қарадеңизда 58 милйард кубметирлиқ йеңи тәбиий газ записи байқалғанлиқи тоғрисида хуш хәвәр берип, қара деңиздики газ записиниң 710 милйард кубметирға йәткәнликини, районда байқалған тәбиий газниң хәлқара базарлардики қиммитиниң 1 тирилийон долларға йетидиғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, қара деңизда йеңи тәбиий газ қедириш хизмәтлириниң давамлишидиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر