алтун түрк дунйаси йеңи әвлад медийа йиғиниға телеграмма йоллиди

түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, түркийәниң йәр шари характерлик учур булғиниши вә рәқәмлик тероризмға қарши ташлинидиған барлиқ қәдәмләргә төһпә қошидиғанлиқини билдүрди.

1921902
алтун түрк дунйаси йеңи әвлад медийа йиғиниға телеграмма йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун бурсада өткүзүлгән «түрк дунйаси йеңи әвлад медийа йиғини»ға синлиқ көрүнүшлүк учур йоллиди؛ учур болғиниши, төһмәт чаплаш паалийәтлири вә йаман ғәрәзлик урунушлар кәң орун алидиған йеңи әвлад таратқуларниң һәмишә һәқиқәт үчүн күрәш қилиши керәкликини тәкитлигән алтун: «түркийәни өз ичигә алған түрк дунйасидики дөләтләр, йалған учурларға охшаш вәйран қилғуч паалийәтләргә әң көп дучар болған дөләтләрниң алдинқи қатаридин орун алиду» деди.

у, түрк дунйасиниң ортақ көз қараш, ортақ бурч, ортақ тил вә ортақ дәва әтрапида уйушуп, йеңи рәқәмлик дәврниң пурсәтлиридин пайдилинип, тәһдитләргә қарши күрәш қилиш үчүн, һәмкарлиқ вә иттипақлиқни тәрәққий қилдурушиниң интайин муһимлиқиға ишарәт қилип өтти вә бу даиридә, түркийәниң йәр шари характерлик учур булғиниши вә рәқәмлик тероризмға қарши ташлинидиған барлиқ қәдәмләргә төһпә қошидиғанлиқини қәйт қилди.

түркийәниң җамаәт дипломатийәсидин тартип аммиви мунасивәтләргичә, учур булғинишлиридин тартип киризис башқурушқичә болған интайин кәң вә күчлүк алақә әндизиси барлиқини оттуриға қойған алтун: «биз <түркийә алақә әндизиси>ни қериндаш дөләтлиримизгә, пүткүл түрк дунйасиға йәткүзәләйдиғанлиқимизға ишинимиз» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

у, түрк дунйаси йеңи әвлад медийа сехиниң әһмийитиниң чоңқурлуқини тәкитләп өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر