үстидин қизил башлиқ тутуш буйруқи чиқирилған бир террорчи қолға чүшүрүлди
үстидин қизил башлиқ тутуш буйруқи чиқирилған даеш әзаси бир террорчи қанунсиз йоллар арқилиқ түркийәгә киришкә урунуватқан әснада қолға чүшүрүлди.
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, даеш террорлуқ тәшкилатиниң үстидин қизил башлиқ тутуш буйруқи чиқирилған бир әзасиниң сүрийәдин түркийәгә қанунсиз киришкә урунуш әснасида қолға чүшүрүлгәнликини уқтурди.
байанатта, даеш әзаси мәзкур террорчиниң қуруқлуқ армийә қоманданлиқ иштабиға қарашлиқ чегра мудапиә қисимлири билән жандарма қисимлириниң бирләшмә һәрикити нәтиҗисидә чеграда қолға чүшүрүлгәнлики қәйт қилинди.
тәкшүрүш нәтиҗисидә, хәлқара сақчи тәшкилати интерполниң қолға чүшүрүлгән терорчи үстидин қизил башлиқ тутуш буйруқи чиқарғанлиқи ашкариланди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
испартада һәрбий тик учар чүшүп кәтти
испартада һәрбий тик учар айропиланниң чүшүп кетиши нәтиҗисидә 6 әскәр шеһит болди.