түркийәниң тунҗи аваздин тез учидиған башқурулидиған бомбиси мувәппәқийәтлик синақтин өтти

түркийәниң тунҗи һавадин қуруқуқлуққа қойуп берилидиған «TRG-230-iHA» намлиқ аваздин тез учидиған башқурулидиған бомбиси 100 километирдин артуқ нишанға мувәппәқийәтлик йетип барди.

1920193
түркийәниң тунҗи аваздин тез учидиған башқурулидиған бомбиси мувәппәқийәтлик синақтин өтти

түркийә авази радийоси хәвири: рокетсан гуруһиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилған байанатида, түркийәниң тунҗи «TRG-230-iHA» намлиқ аваздин тез учидиған башқурулидиған бомбисиниң 100  километирдин артуқ нишанға мувәппәқийәтлик йетип барғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «миллий инженерлиқ иқтидаримиз сайисида чегралардин һалқиған мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрүшни давамлаштуруватимиз.»

игилинишичә, тәкирдағ вилайитиниң чорлу наһийәсигә җайлашқан байқар гуруһиниң муәссәсәлиридин қойуп берилгән « AKINCI TİHA» намлиқ башқурулидиған бомба, синоп деңиз саһиллирида 25 миң инглиз чиси егизликтин  «TRG-230-iHA» намлиқ аваздин тез учидиған башқурулидиған бомбини қозғатқан. «TRG-230-iHA» қойуп берилгәндин кейин, һавада аптоматик оқ чиқириш вә қисқа вақит ичидә аваздин тез сүрәттә дәл нишанға мувәппәқийәтлик һалда тегиш иқтидарини намайән қилған. бу арқилиқ қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири аваздин тез сүрәттә һалқилиқ нишанға тегиш иқтидариға игә болған.

үнүмлүк мусаписи 20 километирдин 150 километирғичә болған«TRG-230-iHA» намлиқ аваздин тез учидиған башқурулидиған бомба, өзигә хас иқтидари билән нишанға мувәппәқийәтлик йетип баралайдикән.

бу, түркийәниң һавадин қуруқуқлуққа қойуп берилгән тунҗи аваздин тез учидиған баллистик башқурулидиған бомбиси һесаблинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر