түркийә һава йоллири ширкити йапонийәниң нарита айродурумиға айропилан сәпәрлирини қайта башлиди

дунйадики әң көп дөләтләргә учуватқан түркийә һава йоллири ширкити «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин тохтатқан йапонийәниң пайтәхти токйодики нарита айродурумиға аридин 2 йил өткәндин кейин айропилан сәпәрлирини қайта башлиди.

1920019
түркийә һава йоллири ширкити йапонийәниң нарита айродурумиға айропилан сәпәрлирини қайта башлиди
thy japonya.jpg
thy japonya tokyo.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: истанбул айродурумидин «Boeing 787-900» типлиқ айропилан билән түнүгүн ишқа ашурулған тунҗи айропилан сәпириниң йолучилири вә айропилан хадимлири, нарита айродурумида гүлләр билән қарши елинди. тунҗи учушқа 275 йолучи қатнашти.

токйониң шәһәр мәркизигә техиму йеқин болған хәнеда айродурумиға һәптиниң һәр күни учуватқан түркийә һава йоллири ширкити,  нарита айродурумиғиму һәптидә үч қетим учиду.

түркийә һава йоллири ширкити, наритаға айропилан сәпәрлириниң башлиниши билән токйоға қарита айропилан сәпәрлириниң санини һәптидә 10 ға көпәйткән болди.

игилинишичә, нарита айродурумиға қарита айропилан сәпәрлириниң йеқин кәлгүсидә һәр күни ишқа ашурулуши нишан қилинмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر