ақар әлийев тәрипидин қобул қилинди

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар вә униң һәмраһлиқидики түркийә армийәси қоманданлар һәйитини қобул қилди.

1915164
ақар әлийев тәрипидин қобул қилинди
akar-zakir hasanov.jpg
akar-aliyev1.jpg
akar-aliyev.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: әзәрбәйҗанниң пайтәхти бакудики пирезидент мәһкимисидә ишқа ашурулған қобулда, ақар, икки дөләт оттурисидики қериндашлиқ мунасивәтлириниң, түрк дунйасиниң бүйүк вә данишмән рәһбири һәйдәр әлийев оттуриға қойған «бир милләт, икки дөләт» еңиға асасән барғансери тәрәққий қилған һалда давамлишиватқанлиқини әскәртти, һәмдә 30 йиллиқ ашғалийәткә уда 44 күн давамлашқан «втән уруши» арқилиқ хатимә бәргән әзәрбәйҗанниң «зәпәр күни» ни тәбрикләп мундақ деди: «әзәрбәйҗан армийәси уда 44 күн давамлашқан <вәтән уруши> арқилиқ ишғал астидики земинлирини азад қилди. бу арқилиқ түркләрниң, мислисиз зәпәрләрни қолға кәлтүрәләйдиған күчкә, имканийәткә вә қабилийәткә игә икәнликини пүткүл җаһанға намайән қилди.»

өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини ейтқан ақар, мундақ дәп көрсәтти: «әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримиз билән һәмкарлиқиқимизни изчил давамлаштуруватимиз. һәрбий тәлим - тәрбийә һәмкарлиқи, мәсиличәтчилик вә дөләт мудапиәси санаити саһәлиридә бирлик вә баравәрлик асасида һәрикәт қилип, ортақ қарарларни чиқириватимиз.»

әрменийәниң әзәрбәйҗан билән түркийәниң бирликтә сунған тинчлиқ қолиниң әһмийитини тонуп йетиши вә тегишлик қәдәмләрни ташлишиниң шәрт икәнликини ейтқан ақар, мундақ дәп көрсәтти: «буниң район үчүн муһимлиқини, бу шәкилдә кавказ райониниң тинчлиқ вә муқимлиқ райониға айлиналайдиғанлиқини әрменийәни өз ичигә алған һәммә тонуп йетиши лазим.»

министир ақар, кейинчә әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири генерал закир һәсәнов  билән бир йәргә җәм болди.

ақар, айрим вә һәйәтләр ара учришишлардин кейин елан қилған байанатида, икки дөләт оттурисидики достанә вә қериндашлиқ мунасивәтлириниң «бир милләт, икки дөләт» еңиға асасән әң йүксәк сәвийәдә давамлишиватқанлиқини әскәртип мундақ деди: «түркийә болуш сүпитимиз билән, һазирғичә болғинидәк, буниңдин кейинму әзәрбәйҗанлиқ қериндашлиримиз билән мүрини мүригә тирәп  күрәш қилишни адаққичә давамлаштуримиз. һәрдаим әзәрбәйҗанниң йенидимиз, әзәрбәйҗан һечқачан йалғуз әмәстур.»

әзәрбәйҗан дөләт мудапиә министири генерал закир һәсәнов,  әзәрбәйҗан вә түркийә дөләт мудапиә министирлиқлири ара һәмкарлиқниң барғансери күчәйгән һалда давамлишиватқанлиқини тәкитлиди, һәмдә әзәрбәйҗанни қоллиғанлиқи үчүн ақарға миннәтдарлиқ билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر