әрдоғанниң тивиттер һесаби дунйа бойичә үчинчи әң күчлүк тивиттер һесабиға айланди
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тивиттер һесаби дунйа бойичә үчинчи әң күчлүк тивиттер һесабиға айланди.

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң ахбарат вә алақә ишлириға мәсул мәслиһәтчиси исмаил җәсур бу һәқтә байанат елан қилди.
исмаил җәсур: «йәршари аммиви мунасивәт агентлиқиға тәвә диҗитал дипломатийә тәтқиқат җәмийити <тивиттердики әң күчлүк рәһбәрләр> тәтқиқат нәтиҗисини елан қилди» деди.
тәтқиқат нәтиҗисигә асасланғанда, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң хусусий тивиттер һесаби 2022 – йилида бирақла икки балдақ өрләп, 19 милйондин артуқ әгәшкүчиси билән дунйа бойичә үчинчи әң күчлүк тивиттер һесабиниң игиси шундақла йавропа бойичә әң күчлүк сийасий даһий унваниға игә болған.
тизимликтә дунйа бойичә әң күчлүк биринчи һесабниң һиндистан баш министири нарендра модиға, әң күчлүк иккинчи һесабниң болса, америка пирезиденти җо байдинға тәвә икәнлики уқтурулди.