тунҗәли вилайитидә террорчиларға әҗәллик зәбә берилди
тунҗәли вилайитидә давамлишиватқан «әрән қамал қилиш – күз – қиш 13» һәрбий һәрикити давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң панаһ җайлири вә тәлим - тәрбийә лагерлири йәр билән йәксан қиливетилди.
1915462



түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, тунҗәли вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштаби тәрипидин, тунҗили вилайитиниң мәркизи – бали дәрәси районида вә оваҗиқ аслиҗа йезисида һәрбий һәрикәт елип берилған.
оваҗиқ йезисида елип берилған һәрбий һәрикәт давамида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға аит 14 панаһ җай ениқлап чиқилған, мәркәз наһийәси бали дәрәси районида болса партлатқуч йасайдиған тәлим - тәрбийә лагери йәр билән йәксан қиливетилгән.
лагер вә панаһ җайларни тәкшүрүш давамида көп санда партлатқуч вә партлатқуч йасаш һәм турмуш буйумлири қолға чүшүрүлгән.