әрдоған:«йашлиримизниң билим - қабилийәтлири вә ишәнчиси түркийә әсриниң әң чоң капалитидур»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йашларниң билими, қабилийити вә өзигә болған ишәнчисиниң түркийә әсириниң әң чоң капалити болидиғанлиқини ейтти.

1914509
әрдоған:«йашлиримизниң билим - қабилийәтлири вә ишәнчиси түркийә әсриниң әң чоң капалитидур»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған шанлиурфаниң хәлилийә наһийәсидә өткүзүлгән «йашлар учришиши» пhрограммисиға қатнашти.

әрдоған пhрограмминиң ечилиш мурасимида сөз қилип, барғанлики һәр бир шәһәрдә йашлар билән учришишқа алаһидә әһмийәт бериватқанлиқини тәкитлиди.

әрдоған: «кәлгүсимизни аманәт қилидиған йашлиримизниң дунйаға, дөлитимизгә, бизгә вә өз һайатлириға болған чоңқур чүшәнчисини көрүп интайин хушал болдум» деди.

әрдоған түркийә җумһурийитиниң йеңи әсрини (2023-йили) «түркийә әсри» тәсәввури билән қарши елишқа тәййарлиқ қиливатқанлиқлирини, буниңда һәммидин бәк йашларниң енергийәсигә, ишләпчиқиришчанлиқиға вә тиришчанлиқиға ишинидиғанлиқлирини тәкитлиди.

әрдоған: «биз дунйаға әмәс, дунйа түркийәгә қарисун. йашлиримизниң билими, қабилийәтлири вә өзигә болған ишәнчиси түркийә әсриниң әң чоң капалитидур» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر