сүрийәниң шималида бәш террорист бир тәрәп қилинди

сүрийәниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к|й п г әзаси бәш террорист бир тәрәп қилинди.

1914685
сүрийәниң шималида бәш террорист бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқи армийә қисимлириниң террорлуқ тәшкилатлириға еғир зәрбиләрни беришни давамлаштуруватқанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, сүрийәниң шималидики тинчлиқ булиқи, зәйтун шехи вә фират қалқини районлириға күшкүртчиик қилиш мәқситидә оқ чиқарған бәш террористниң мувәппәқийәтлик һалда қилинған һәрбий һәрикәтләр нәтиҗисидә бир тәрәп қилинғанлиқи қәйт қилинди.

түркийә иштихбарат идарисиниң шималий сүрийәдики һәрикәтлиридә террорлуқ тәшкилати п к к|й п г ниң аталмиш әйн иса иштатиниң каттибашлиридин код исми «мизгин кобани» болған сиһам мислиһ уҗуқтурулған иди.

тинчлиқ булиқи районидики түркийә хәвпсизлик қисимлириға террорлуқ һуҗумлирини тәшкиллигән мислиһниң қалаймиқанчилиқ пәйда қилиш һәрикәтлиригә қатнашқанлиқи билинәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر