миллий истихбарат идариси сүрийәдә зәрбә бериш һәрикити елип барди

миллий җумһурийити түркийә истихбарат идариси (MIT), сүрийәниң шималида зәрбә бериш һәрикити елип берип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к / й п г ниң аталмиш әйн иса өлкиси мәсуллиридин «мизгин кобани»ни уҗуқтурди.

1914627
миллий истихбарат идариси сүрийәдә зәрбә бериш һәрикити елип барди

түркийә авази радийоси хәвири: бихәтәрлик мәнбәлири, тинчлиқ булиқи һәрбий һәрикити районидики бихәтәрлик қисимлириға қарши террорлуқ һуҗумлирини орунлаштуруп кәлгән террорчи мислиһниң бузғунчилиқ селиш һәрикәтлиригә иштирак қилғанлиқиниң ениқланғанлиқини билдүрди.

миллий истихбарат идарисиниң сүрийәниң шималида зәрбә бериш һәрикити елип берип, башқа террорчиларни террорлуқ һуҗумлирини садир қилишқа илһамландуруш билән шуғулланғанлиқи ениқланған п к к / й п г террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш әйн иса өлкиси мәсуллиридин мислиһни  уҗуқтурғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر