түркийә исраилийәниң шәрқий қуддус вә ғәрбий қирғақтики зораванлиқини қаттиқ әйиблиди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи ғәрбий қирғақта әвҗ еливатқан зораванлиқ вә пуқраларни өлтүрүш вәқәлиригә қарита  йазма байанат елан қилди.

1914302
түркийә исраилийәниң шәрқий қуддус вә ғәрбий қирғақтики зораванлиқини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә шәрқий қуддус вә ғәрбий қирғақта йеқиндин буйан әвҗ еливатқан исраилийә қиисимлириниң зораванлиқи шундақла пуқраларни өлтүрүш вә йаридар қилиш вәқәлиридин чоңқур әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп, сот қилмастин өлтүрүш қилмишлирини қаттиқ әйиблиди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқи ғәрбий қирғақта әвҗ еливатқан зораванлиқ вә пуқраларни өлтүрүш вәқәлиригә қарита  йазма байанат елан қилди.

байанатта, «биз ғәрбий қирғақта, болупму шәрқий қуддуста йеқиндин буйан әвҗ еливатқан зораванлиқ вә пуқраларни өлтүрүш вәқәлиридин  чоңқур әндишә қилмақтимиз вә бу сот қилмастин өлтүрүш қилмишлирини  қаттиқ әйибләймиз. райондики җиддийликниң техиму кәскинлишип кетиши вә адәм өлүш вәқәлириниң көпийишиниң алдини елиш үчүн исраилийә даирилирини керәклик тәдбирләрни йолға қойушқа чақиримиз» дейилди.

байанатта йәнә һайатидин айрилған пәләстинликләргә аллаһтин рәһмәт теләш билән биргә, пәләстин дөлити вә хәлқигә тәзийә билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر