әрдоған әнглийә баш вәзири билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған әнглийә баш вәзири риши сунак билән телефонда көрүшти.

1914165
әрдоған әнглийә баш вәзири билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, сода вә дөләт мудапиәси санаитини өз ичигә алған түркийә – әнглийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш йолида ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилған.

районлуқ мәсилиләр тоғрилиқму музакирә елип берилған телефон сөһбитидә, җумһур рәис әрдоған, шималий атлантик әһди тәшкилатиниң икки иттипақдаш дөлити болуш сүпити билән мунасивәтләрдә соғуққанлиқ вә истиратегийәлик нуқтиийнәзәрниң изчил давамлишидиғанлиға ишинидиғанлиқини әскәрткән, һәмдә русийә - украина оттурисидики сөһбәтниң асасини тездин қайтидин әслигә кәлтүрүшниң һәмминиң мәнпәәтигә уйғун икәнликини тәкитлигән. шундақла, қибрис мәсилисини һәл қилиш үчүн йеңи вә конкрет қәдәмләрни ташлашниң зөрүрлүкини қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر