әрдоған кәспий маарип йиғиниға синлиқ телеграмма йоллиди
җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдә маарип министирлиқи билән иқтисадий тәрәққийат вә һәмкарлиқ тәшкилати тәрипидин өткүзүлгән «кәспий маарип йиғини» ға синлиқ телеграмма йоллиди.

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған «кәспий маарип йиғини» ға йоллиған синлиқ телеграммисида, кәспий маарип йиғининиң хәйрилик болушиға тиләкдашлиқ билдүрүп, маарипниң сиҗил иқтисадий тәрәққийат вә омумйүзлүк гүллинишниң әң күчлүк асаслиридин бири икәнликини тәкитләп мундақ деди: «дунйаниң қәйеридә болушидин қәтийнәзәр, барлиқ балиларниң сүпәтлик маариптин бәһримән болуш һоқуқи аләмшумул кишилик һоқуқтур.»
у йеқинқи 20 йил ичидә һәр йили хамчотниң әң чоң үлүшини маарипқа аҗратқанлиқлирини вә бу саһәдә ташлаватқан қәдәмлири арқилиқ зор илгириләшләрни қолға кәлтүргәнликлирини тәкитләп мундақ деди: «түркийәни һәр җәһәттин үлгилик дөләткә айландурдуқ.»
кәспий маарипта қолға кәлтүрүлгән һайатий күчиниң айалларниң ишқа орунлишишидиму интайин муһим илгириләшләргә земин һазирлап бәргәнликини әскәрткән әрдоған, маарип министирлиқи билән иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиниң һәмкарлиқида өткүзүлгән кәспий маарип йиғининиң қиммәтлик тәҗрибә – савақларни ортақлишиштин сирт йәнә, иштиракчиларниң қиммәтлик пикирлирини өгинишкиму вәсилә болидиғанлиқини қәйт қилди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

йәр тәврәштә җенидин айрилғанлар сани миңдин ашти
қаһраманмарашниң пазарчик наһийәсидә йүз бәргән 7.7 бал йәр тәврәштә 1541 адәм җенидин айрилди.

қаһраманмарашта йәнә 7.6 бал йәр тәврәш йүз бәрди
қаһраманмараш вилайтиниң әлбистан наһийәсидә йәнә 7.6 бал йәр тәврәш апити йүз бәрди.