ибраһим калин сүрийәдә елип берилиш еһтималлиқи болған һәрбий һәрикәт һәққидә тохталди
җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калин сүрийәдә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/п й д ға қарши елип берилиш еһтималлиқи болған һәрбий һәрикәт һәққидә тохтилип: «әтә, келәр һәптә йаки һәрқандақ бир вақитта елип берилиши мумкин» деди.
1912525

түркийә авази радийоси хәвири: ибраһим калин бир хусусий телевизийә қанилида күнтәртипитики мәслиләр үстидә тохталди.
у сүрийәдики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати унсурлириға қарши елип берилидиған һәрикәт үстидә тохтилип: «әтә, келәр һәптә йаки һәрқандақ бир вақитта елип берилиши мумкин. бүгүнгә қәдәр қандақ елип берилған болса, буниңдин кейинму йәнә шундақ қилиш давамлишиду» деди.
у сүрийә һөкүмитиниң бу еһтималлиқи йуқири һәрикәткә қарита қандақ инкаста болидиғанлиқи һәққидиму тохтилип: алдинқи йилларда елип берилған һәрикәтләрни има қилған һалда: «әгәр биз бу үч һәрикәтни елип бармиған болсақ, сүрийәниң земин пүтүнлүки болмиған болатти» деди.