ирақниң шималидики һәрикәттә йәнә бир әскиримиз шеһит болди
ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға қарши елип берилған һәрикәттә йариланған бир әскиримиз шеһит болди.
1911452

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, пәнчә қулуп һәрикити районида, 2022 - йили 26 – нойабирда бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати әзалири тәрипидин етилған оқта йариланған вә балнестқа елинған бир нәпәр әскәрниң қутқузуш үнүм бәрмәй, шеһит болғанлиқи билдүрүлди.
министирлиқниң байанатида, шу қетимқи һуҗумда 2 әскәрниң шеһит болғанлиқи билдүрүлгән иди.
шундақ қилип ирақта шеһит болған әскәрлиримизниң сани 3 кә чиқти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

түркийә чилиға тәзийә билдүрди
түркийә ташқи ишлар министирлиқи чилидики орман от апитидә һайатидин айрилғанларға тәзийә билдүрди.