шеһитләрниң қени йәрдә қалмиди؛ шималий ирақта террорчиларға зәрбә берилди
ирақниң шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к әзаси йәттә террорчи бир тәрәп қилинди.
1911372

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип: «шеһитлиримиз, хәлқимиз вә бу әзиз вәтинимиз үчүн һардим – талдим демәстин күрәш қилишни давамлаштуримиз. қәһриман түркийә армийәси ирақниң шималидики <пәнчә-клит> һәрбий һәрикити районида байқиған йәттә террорчини бир тәрәп қилди» дегәнләрни қәйт қилди.
террорчиларниң ирақниң шималидикидики <пәнчә-клит> һәрбий һәрикити районида садир қилған террорлуқ һуҗумида үч әскәр шеһит болғаниди.