әрдоған балида пирезидент байдин билән көрүшти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған һиндонезийәниң бали арилида өткүзүлгән G20 дөләт гуруһи рәһбәрләр йиғини җәрйанида, америка пирезиденти җо байдин билән көрүшти.

1906732
әрдоған балида пирезидент байдин билән көрүшти
Erdoğan Biden G-20.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған балидики учришишлири даирисидә, америка пирезиденти җо байдин билән көрүшти. икки рәһбәрниң көрүшүши ахбаратқа йепиқ шәкилдә әмәлгә ашти.

җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң бу һәқтики байанатида билдүрүлишичә, көрүшүштә сода вә хәвпсизлик мәсилилирини чөридигән һалда икки тәрәп мунасивәтлири музакирә қилинған.

пирезидент җо байдин көрүшүштә, истанбул истиқлал кочисида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида җенидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүрди.

районниң нөвәттики вәзийитиму музакирә қилинған көрүшүштә, пирезидент байдин украина-русийә оттурисида ашлиқ каридорида көрүлгән мәсилиләрниң һәл қилиниши вә ашлиқ тошушни қайтидин башлашни капаләткә игә қилған тиришчанлиқлири сәвәбидин җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәшәккүр ейтти.

у америка-түркийә оттурисидики «F-16» мусаписини қоллашни давамлаштуридиғанлиқлирини әскәртип, шиветсийәниң натоға әза болуш мусаписидә түркийәниң муһим дөләт икәнликини билдүрди.

ақсарайниң әрдоға-байдин учришиши тоғрисидики байанатлирида қәйт қилинишичә, көрүшүштә истанбулдики террорлуқ һуҗуми, район вә дунйа мәсилилириму музакирә қилинған.

пирезидент байдин украина-русийә уруши җәрйанида имзаланған қара деңиз ашлиқ келишиминиң, дунйа йемәк-ичмәк бихәтәрликиниң йахшилиниши үчүн ачқучлуқ әһмийәткә игә икәнлики вә келишимниң давамлишиши керәкликидә охшаш пикиргә игә икәнликлирини тәкитләп, рәҗәп таййип әрдоғанға бу келишимни йеңилашқа тиришчанлиқ көрсәткәнлики сәвәбидин тәшәккүр ейтқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر