«микта» башлиқлар йиғини балида өткүзүлди

һиндонезийәниң бали арилида давамлишиватқан 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини җәрйанида мексика, һиндинозийә, җәнубий корейә, түркийә вә аврастиралийә ортақ гәвдиси — микта башлиқлар йиғини өткүзүлди.

1906538
«микта» башлиқлар йиғини балида өткүзүлди
erdogan mikta liderler1.jpg
erdogan mikta liderler.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи бирләшмә йазма байанат елан қилип, микта башлиқлар йиғининиң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниңму иштирак қилиши билән, һиндонезийәниң бали арилида өткүзүлгәнликини уқтурди.

байанатта, микта рәһбәрлириниң мисли көрүлмигән дәриҗидә көп тәрәплимиликкә игә киризисләр йүз бериватқан нөвәттики шараитта, хәлқараниң тинчлиқи, муқимлиқи вә гүллинишигә төһпә қошушта чиң туридиғанлиқини тәкитлигәнликигә ишарәт қилинип: «биз, дучар болуватқан бу көп тәрәплимлик иқтисадий вә бихәтәрлик хирислириға қарши күрәш қилишта, демократийә вә хәлқара қанунға, көп тәрәплимилик вә хәлқара һәмкарлиққа һөрмәт қилишни өз ичигә алған ортақ қиммәт қаришимиз вә охшашлиқилиримиздин илһам алимиз» дегән ибариләргә орун берилди.

байанатта мундақ дейилди: «микта, техиму күчлүк йәршари башқуруш қатилиминиң қәтий ирадилик қоғдиғучиси болушни һәмдә тәрәққий тапқан, тәрәққий қиливатқан дөләтләр оттурисидики бошлуқни толдуруш җәһәттә көврүклүк рол  ойнашни шундақла, һәр қайси тәрәпләр билән четишлиқи болған мәсилиләрдә ортақ тонуш һасил қилиш тиришчанлиқлириға төһпә қошушни давамлаштуриду.»

миктаниң нөвәтчи рәислик вәзиписини үстигә алған түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрүлгән байанатта, һиндонезийәниң мувәппәқийәтлик өтигән G20 гуруһи рәислики тәбрикләнди вә пирезидент җоко видодониң бали арилидики меһмандостлуқиға рәһмәт ейтилди.

бирләшмә байанатта йәнә: «биз йеқин һәмкарлиқни давамлаштуруп,  2023 - йили һиндонезийәниң микта нөвәтчи рәислики астида, қолға кәлтүргән нәтиҗилиримизни техиму илгири сүрүш үчүн тиришимиз» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر