истанбул айродуруми йәнә йавропа бойичә биринчи болди

истанбул айродуруми күндилик нөвәтчи айропилан сани билән йавропа бойичә йәнә биринчи болди.

1905347
истанбул айродуруми йәнә йавропа бойичә биринчи болди

 түркийә авази радийоси хәвири: йавропа һава йол башлаш бихәтәрлик тәшкилати (EUROCONTROL) ниң учуш доклатиға қариғанда, истанбул айродуруми, 2022-йили 11-айниң 3-күнидин 9-күнигичә болған арилиқта күнигә оттура һесаб билән 1232 нөвәтчи айропилан билән йавропадики әң ават айродурум болған.

доклатта, мундақ дейилгән:  түркийә һава йоллири ширкити, күнигә оттура һесаб билән 1248 нөвәтчи айропилан билән нөвәтчи айропилан сани әң көп болған һава йоллири ширкәтлири ичидә иккинчи рәткә тизилди.»

истанбул айродурумидин қалса, лондон хитров айродуруми күнигә оттура һесаб билән 1157 нөвәтчи айропилан билән иккинчи рәткә, париж чарлез дегол айродуруми1147 нөвәтчи айропилан билән үчинчи рәткә тизилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر