әрдоған өзбекистан пирезиденти билән көрүшти

түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзайев билән бир йәргә җәм болди.

1904888
әрдоған өзбекистан пирезиденти билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: түрк дөләтлири тәшкилатиниң 9 – нөвәтлик башлиқлар йиғиниға қатнишиш үчүн өзбекистанниң сәмәрқәнт шәһиригә йетип барған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, бу йәрдә саһибхан дөләт өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзайев билән көрүшти.

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, «түрк мәдәнийити үчүн йеңи дәвр: ортақ тәрәққийат вә гүллиниш йолида» темисида өткүзүлидиған  башлиқлар йиғинида, түркийә нөвәтчи рәислик вәзиписини өзбекистандин өткүзвалиду.

башлиқлар йиғинида, 2021 – йили 12 – нойабир күни истанбул башлиқлар йиғинида мақулланған вә тәшкилатниң 20 йиллиқ йол хәритиси болған «муһим һөҗҗәт» ниң дәсләпки 5 йиллиқ пиланини тәшкил қилидиған «истратегийәлик һөҗҗәт» ни өз ичигә алған тәшкилатниң функисийәси вә келәчикигә даир муһим қарарлар чиқирилиду.

әза дөләтләр ара һәмкарлиқни һәр саһәдә техиму тәрәққий қилдуруш үчүн ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилидиған башлиқлар йиғининиң әтики қисмида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған нутуқ сөзләйду.

йиғин даирисидә, әрдоғанниң, иштиракчи дөләтләрниң рәһбәрлири билән икки тәрәплик учришишларни елип бериши мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر