түркийә идлибта йүз бәргән һуҗумларни әйиблиди

түркийә сүрийәниң идлиб вилайитидә өй – маканлиридин айрилип қалғанлар туруватқан 3 мусапирлар лагери нишан қилинған вә 9 пуқраниң җениға замин  болған һуҗумларни қаттиқ әйиблиди.

1903442
түркийә идлибта йүз бәргән һуҗумларни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, әнқәрәниң,  идлиб вилайитидә өй – маканлиридин айрилип қалғанлар туруватқан 3 мусапирлар лагери нишан қилинған, 9 пуқра һайатидин айрилған вә 70 киши йариланған һуҗумларни қаттиқ әйиблидиғанлиқи тәкитлинип мундақ дейилди: «бу һуҗумлар районниң хатирҗәмлики вә җиддийчиликни азайтиш тиришчанлиқлириға зийан йәткүзмәктә, һәмдә инсаний тирагедийәниң техиму йаманлишип кетишигә сәвәб болмақта.»

мунасивәтлик тәрәпләрниң алақидар келишимләргә риайә қилиши вә пуқраларға қаритилған һуҗумларға хатимә бериши тәләп қилинған байанатта, түркийәниң районниң әминликини қоғдаш, сүрийә киризисигә сийасий җәһәттин һәл қилиш чариси тепиш вә инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини муһтаҗларға үзлүксиз йәткүзүш бериш тиришчанлиқлирини изчил давамлаштуридиғанлиқи тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر