ванда «әрән муһасирә» намлиқ террорчиларға зәрбә бериш һәрикити башланди

түркийә бихәтәрлик қисимлири ванда бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати — п к к ға қарши «әрән муһасирә 10 – зәрбә бериш һәрикити» дегән нам астида террорчиларни тазилаш һәрикити башлиди.

1902726
ванда «әрән муһасирә» намлиқ террорчиларға зәрбә бериш һәрикити башланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ички ишлар министирлиқи байанат елан қилип, п к к террорлуқ тәшкилатини дөләтниң күнтәртипидин чиқирип ташлаш, районға йошурувалғанлиқи тәхмин қилиниватқанлиқи террорчиларни тазилаш мәқситидә ван вилайитидә «әрән муһасирә <күз – қиш мәзгили> 10 – зәрбә бериш һәрикити» башланғанлиқини уқтурди.

бу қетимқи зәрбә бериш һәрикитигә 460 бихәтәрлик хадиминиң қатнашлиқиға ишарәт қилинған байанатта, дөләт ичидики террорчиларни пүтүнләй йоқитип ташлашни нишан қилған «әрән муһасирә <күз – қиш мәзгили> зәрбә бериш һәрикәтлири»ниң хәлқниң қоллап – қуввәтлиши сайисида қәтий ирадә давамлаштурулуватқанлиқи қәйт қилинди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر