әрдоған: 2023 - йилиниң биринчи пәсилидә <TOGG> ни йоллиримизда көрүшни башлаймиз

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған , «иншааллаһ алдимиздики мәзгилдә нопузлуқ түркийә маркиси болуш сүпити билән дунйадики нурғун дөләтләрниң йоллириға зиннәт болиду» деди.

1899459
әрдоған: 2023 - йилиниң биринчи пәсилидә <TOGG> ни йоллиримизда көрүшни башлаймиз
TOGG.jpg
erdogan togg test surusu.jpg
Togg Fabrikası.jpg
erdoğan togg1.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң йәрлик аптомобили <TOGG> ниң ишләпчиқириш базиси болған бурса гәмликтики завути түнүгүн җумһур рәис әрдоған тәрипидин ечилди.

әрдоған ечилиш мурасимида сөзлигән нутуқида, <TOGG> ниң алдимиздики мәзгилдә нопузлуқ түркийә маркиси болуш сүпити билән дунйадики нурғун дөләтләрниң йоллириға зиннәт болидиғанлиқини тәкитләп: «түркүмләп ишләпчиқириш линйәсидин пүтүп чиқип, силәрниң һузуруңларға сунулған бу тунҗи аптомобил билән 60 йиллиқ арзуйимизниң әмәлгә ашқанлиқиға гуваһ болмақтимиз» деди.

әрдоған пуқраларниң <TOGG> қа даир қизиққан нуқтилири барлиқини вә буларниң әң муһими батарийә вә ток қачилаш понкитлири иканликини, шуңа бу һәқтә изаһат бәрмәкчи икәнликини билдүрүп: «биз дөлитимиздә <TOGG> ниң литий ионлуқ батарийәсини ишләпчиқириш тоғрисида дунйа бойичә алдинқи қатардики ширкәтләрниң бирси билән келишим түздуқ. тог завутиниң йенидила 609 миң кивадрат метрлиқ йәргә селинидиған батарийә завутиниң улини йеқинда салимиз» деди.

әрдоған тогниң қачан йолларға чиқидиғанлиқини чүшәндүрүп: «бүгүн түркүмләп ишләпчиқириш линйәсидин пүтүп чиққан аптомобилларниң синақ вә гуваһнамә елиш җәрйани дәрһал башлиниду, биз иншааллаһ 2023 - йилиниң биринчи пәсилидә тогни йоллиримизда көрүшни башлаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر