«фатиһ» намлиқ бурғилаш парахоти «чайҗума – 1» қудуқиға йетип барди

«фатиһ» намлиқ бурғилаш парахоти, қарадеңиздики тәбиий газ қидирип тәкшүрүш паалийәтлири даирисидә «чайҗума – 1» қудуқиға йетип барди.

1899133
«фатиһ» намлиқ бурғилаш парахоти «чайҗума – 1» қудуқиға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә нефит ширкитиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «йеңи чарлаш нишанлирини чиқиш нуқта қилип, <чайҗума – 1> қудуқиға йетип бардуқ.»

қарадеңиздики тәбиий газ қидирип тәкшүрүш паалийәтлиридин кейин, сакарйа тәбиий газ саһәсидә 540 милйард куб метирлиқ қидирип тәкшүрүш елип берилғаниди.

ишләпчиқириш вә ул әслиһә хизмәтлири давамлишиватқан қарадеңиз районида, 2023-йилиниң дәсләпки чарикидә, тәбиий газниң хәлқниң мулазимитигә сунулуши нишан қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر