тоггниң 2023-йилдики нишани 17-18 миң аптомобил ишләпчиқириш

түркийә аптомобил гуруһи тогг, 2023 – йили 17-18 миң аптомобил ишләпчиқиришни пиланлимақта.

1897814
тоггниң 2023-йилдики нишани 17-18 миң аптомобил ишләпчиқириш

+ түркийә авази радийоси хәвири: санаәт вә технологийә ишлири министири мустафа варанк, хусусий бир телевизийә қанилиниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, тогг түркүмләп ишләпчиқирилидиған бурсаниң гәмлик районидики муәссәсә қурулушиниң тамамланғанлиқини, шәнбә күни ишләпчиқирилиши тамамланған тунҗи аптомобилниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин кәң хәлқ аммисиға тонуштурулидиғанлиқини әскәртти, һәмдә аптомобилни 2023 – йилиниң дәсләпки чарикидә базарға селишни нишан қиливатқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «ширкәтниң 2023-йилдики нишани 17-18 миң аптомобил ишләпчиқириш вә базарға селиштур. һазир синақ ишләпчиқириш елип берилмақта. 10-айниң 29-күни, завут қурулушиниң тамамлиниши вә түркүмләп ишләпчиқиришниң башлиниши мурасимини өткүзимиз.»

министир варанк, түркийәниң аптомобил лайиһәсиниң аптомобил санаити саһәсидики бөсүш характерлик бир лайиһә болидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر