әрдоған истанбулда қатар әмири ал сани билән көрүшти
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд ал сани билән көрүшти.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған истанбулдики долмабаһчә сарийидики ишханисида қатар әмири шәйх тәмим бин ал сани билән йепиқ учришиш өткүзди؛ учришиштин кейин, икки рәһбәр икки дөләтниң алақидар министирлириниң иштирак қилиши билән түркийә – қатар йуқири дәриҗилик истратегийәлик комитетиниң 8 – нөвәтлик йиғиниға рийасәтчилик қилди.
ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән қатар баш министир йардәмчиси, қошумчә ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурраһман ал сани йиғиндин кейин қошма хитабнамигә имза қойди.
җумһур рәис әрдоған билән қатар әмири шәйх тәмимму иштирак қилған мурасимда йәнә, һәр хил саһәләр бойичә 11 түрлүк һәмкарлиқ келишими имзаланди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә-америка терроризмға қарши күрәш кеңәш йиғини вашингтонда ечилди
түркийә билән америка қошма иштатлири терроризмға қарши күрәш мәсилиси бойичә кеңәш йиғини өткүзди.
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш йиғини атинада ечилди
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғини атина (афина)да өткүзүлди.