шималий ирақтин қайғулуқ хәвәр кәлди

ирақниң шималидики «пәнҗә – қулуп» һәрбий һәрикити районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуплири тәрипидин орунлаштуруп қойулған партлатқучниң партлиши нәтиҗисидә бир әскәр шеһит болди.

1892167
шималий ирақтин қайғулуқ хәвәр кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «ирақниң шималидики <пәнҗә – қулуп> һәрбий һәрикити районида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуплири тәрипидин орунлаштуруп қойулған партлатқучниң партлиши нәтиҗисидә йарилинип дохтурханиға орунлаштурулған сәпдишимиз, истиһкам мутәхәссиси сержант ибраһим хан, давалаш үнүм бәрмәй шеһит болди. бизни қаттиқ дәрд – әләмгә ташлиған бу вәқәдә һайатидин айрилған әзиз шеһидимизға аллаһ тааладин рәһмәт, униң мусибәтлик аилисигә, түркийә армийәсигә вә әзиз хәлқимизгә тәзийә билдүримиз һәм сәвр - тақәт тиләймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر