ирақта террорчиларға әҗәллик зәбә берилди
ирақниң шималидики гара районида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчи бир тәрәп қилинди.
1891946
түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «қәһриман қисимлиримиз билән миллий истихбарат тәшкилатимизниң мас қәдәмдә һәрикәт қилиши нәтиҗисидә, ирақниң шималидики гара районида ениқлап чиқилған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к әзаси 2 террорчи бир тәрәп қилинди. террорчиларниң увилирини йәр билән йәксан қилишни үзлүксиз давамлаштуримиз.»