әрдоған путин билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған русийә пирезиденти виладимир путин билән телефонда көрүшти.

1889826
әрдоған путин билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, икки рәһбәрниң телефон сөһбитидә, түркийә – русийә мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушта муһим рол ойнайдиған нуқтилардин сирт йәнә, русийә – украина урушиниң һазирқи әһвали һәққидә музакирә елип берилған.

җумһур рәис әрдоған,  украина мәсилисиниң һәммә тәрәпкә пайдилиқ шәкилдә тнич йол билән һәл қилиниши йолида тиришчанлиқ көрситишкә тәййар икәнликлирини қайта тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر