чавушоғлу естонийә вәкиллири билән көрүшти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, естонийә парламенти ташқи ишлар комитети рәиси марко михкелсон вә мәзкур комитетниң әзалирини қобул қилди.

1889227
чавушоғлу естонийә вәкиллири билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: министир мәвлүт чавушоғлу иҗтимаий таратқудики адресида, пайтәхт әнқәрәдә естонийә парламенти ташқи ишлар комитети вәкиллири билән көрүшүп, украинаниң нөвәттики вәзийити вә шималий атлантик әһди тәшкилати — натониң кеңийиши тоғрисида пикир алмаштурғанлиқини билдүрди.

бу җәрйанда, министир чавушоғлу афғанистанниң сабиқ президенти һамид карзай, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң афғанистан алаһидә вәкилликигә тәйинләнгән қирғизистанниң сабиқ пирезиденти роза отунбайева вә чехийә ташқи ишлар министири йан липавиский қатарлиқлар билән айрим – айрим телефон сөһбити өткүзди.

түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики вақипландуруш учурида, чавушоғлуниң отунбайевани тәбриклигәнлики вә чехийәлик мәнсәпдиши билән йавропа сийасий ортақ гәвдиси башлиқлар йиғини тоғрисида сөзләшкәнликигә ишарәт қилип өтүлди.

байанатта, министир мәвлүт чавушоғлуниң һамид карзай билән өткүзгән учришишиниң мәзмуниға даир учурларға орун берилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر